копенһагенда йүз бәргән қораллиқ һуҗумда қаза қилғанларниң сани 3 кә йәтти

данийәниң пайтәхти копенһагенда түнүгүн бир сода сарайда йүз бәргән қораллиқ һуҗумда қаза қилғанларниң сани 3 кә вә еғир йариланғанларниң сани 4 кә йәтти.

1851566
копенһагенда йүз бәргән қораллиқ һуҗумда қаза қилғанларниң сани 3 кә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: копенһаген сақчи байанатчиси сорен томассе һуҗумда 3 кишиниң қаза қилғанлиқини, 2 киши шивитсийә пуқраси болуп, җәмий 4 кишиниң еғир һәмдә йәнә нурғун кишиниң йеник йариланғанлиқини билдүрди.

томас гумандарниң қисқа вақит ичидә қолға елинғанлиқини билдүрүп, һуҗумниң терорлуқ һәрикити әмәсликини тәкитлиди.

данийә баш министири метте фредериксен тәзийәнамә елан қилип, «йеқинлиридин айрилғанларға чоңқур тәзийә билдүримән. данийиликләрни бу қейин мәзгилдә биллә болушқа вә бир-бирини қоллашқа илһамландуримән» деди.

түнүгүн данийәниң пайтәхти копенһагенниң амагер районидики «Field's» намлиқ сода сарайда қораллиқ һуҗум йүз бәргән болуп, вәқәдин кейин назарәткә елинған җинайәт гумандариниң 22 йашлиқ вә данийәлик икәнлики уқтурулған иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر