хоңкоң деңизида өрүлүп чүшкән хитай парахотидики 26 хадимдин техичә хәвәр йоқ

хоңкоң деңизида тәйфең борини сәвәбидин өрүлүп чүшкән хитай байрақлиқ киран вә қурулуш мулазимәт парахотидики хадимлардин йәнә бир киши қутқузувелинди.

1851536
хоңкоң деңизида өрүлүп чүшкән хитай парахотидики 26 хадимдин техичә хәвәр йоқ

 түркийә авази радийоси хәвири: хитай дөләт телевизийәси «CCTV» ниң хәвиригә асасланғанда, қутқузуш әтрәтлири әтигәндә йәнә бир кишини қутқазған,  шуниң билән қутқузувелинғанларниң омумий сани 4  кишигә йәткән.

парахоттики 30 хадимниң 26 сидин техичә һечқандақ хәвәр йоқлуқи билдүрүлди.

хитай байриқи есилған «фуҗиң 1001» намлиқ кран парахоти тәйфең борини кәлтүрүп чиқарған күчлүк шамал вә долқунлар сәвәбидин өрүлүп кәткән иди.

хоңкоң учуш мулазимәт идарисиниң байанатида, 4 айропилан вә 6 тик учардин тәркиб тапқан 36 кишилик қутқузуш әтритиниң 1300 киломитирлиқ даиридә издәш хизмитини давамлаштуриватқанлиқи билдүрүлди.

саәтлик сүрити 144 киломитирға йетидиған қаттиқ шамаллиқ чаба тәйфең борини издәш вә қутқузуш хизмәтлирини қейинлаштурмақта.

учуш мулазимәт башқуруш идарисиниң әмәлдари вест ву вай түнүгүн елан қилған байанатида: «27 кишиниң йоқап кәткән вақтини нәзәрдә тутқанда, тәҗрибимизгә асасән, уларни тепиш мумкинчилики наһайити төвән дейәләймән. һеч болмиғанда уларниң бир қисмини тапалишимизни үмид қилимән, әмма бу бир мөҗизә болиду» дегән иди.

чаба тәйфең борини сәвәбидин хитай вә хоңкоңниң деңиз саһилирида агаһландуруш дәриҗиси өстүрүлгән иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر