данийәниң пайтәхти копенһагенда йүз бәргән қораллиқ һуҗумда нурғун киши қаза қилди

данийәниң пайтәхти копенһагенда бир сода сарайға қилинған қораллиқ һуҗумда нурғун киши қаза қилип, йәнә нурғун киши йариланди.

1851323
данийәниң пайтәхти копенһагенда йүз бәргән қораллиқ һуҗумда нурғун киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: копенһаген сақчи байанатчиси сорен томас пайтәхтниң амагер районидики бир сода сарайда йүз бәргән қораллиқ һуҗумда нурғун кишиниң қаза қилғанлиқини вә бәзи йаридарларниң әһвалиниң еғир икәнликини билдүрди.

сорен томас һуҗумдин кейин бир гумандарниң тутулғанлиқини, бу кишиниң 22 йашлиқ вә данийәлик икәнликини, буниң терорлуқ һуҗуми болуш мумкинчиликиниму чәткә қақмайдиғанлиқини байан қилди.

сорен томас сақчиларниң тәкшүрүшни давамлаштуруватқанлиқи тоғрисидики учурларни һәмбәһирләп,  һуҗумчиниң бирла киши икәнлики ениқланмиғучә районда йуқири дәриҗилик бихәтәрлик тәдбирлириниң давамлишидиғанлиқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر