пакистанниң сабиқ баш министири имран хан һөкүмәткә қарши намайиш өткүзди

пакистанниң сабиқ баш министири имран хан пул пахаллиқи, нефит мәһсулатлириниң өрлиши, токниң үзүлүп қелиши вә дөләттики сийасий муқимсизлиқ сәвәбидин һөкүмәткә қарши намайиш өткүзди.

1851144
пакистанниң сабиқ баш министири имран хан һөкүмәткә қарши намайиш өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан дөләт таратқулириниң хәвәрлиридә, сабиқ баш министир вә пакистан адаләт һәрикитиниң рәһбири имран ханниң равалпинди шәһиридин пайтәхт исламабадқа қарап йүрүш башлиғанлиқи билдүрүлди.

имран хан исламабадниң чиқиш еғизидики һәрбий парат районида өзини сақлаватқан қоллиғучилириға хитаб қилди. бирләшмә һөкүмәткә қаритип, «импорт қилинған башқурушни һәргиз қобул қилғили болмайду»  деди вә муддәттин илгири сайлам өткүзүшниң дөләтниң мәнпәәтигә уйғун икәнликини ейтти.

имран хан шаһбаз шәриф вә бутто аилилиригә наразилиқ билдүрүп, уларға «қул» дәп баһа бәрди. дөләтниң иқтисадий әһвалиға мәзкүр аилиләрниң җавабкар икәнликини илгири сүрүп,  американиң суйиқәст арқилиқ уни ағдуруп ташлиғанлиқини вә орниға мәзкур аилиләрни дөләткә таңғанлиқини билдүрди. йәнә бир тәрәптин, сақчилар намайиш райониниң кириш еғизида қорал елип кәлгән бир кишини назарәткә алди.

пакистан адаләт һәрикитиниң қоллиғучилири имран ханниң исламабадтики намайишини дөләтниң башқа шәһәрлиридә қурулған чоң екранлар арқилиқ көрди.

пакистанда үч нөвәт баш министирлиқ вәзиписини өтигән наваз шәрифниң иниси шаһбаз шәриф 11 - апрелда парламентта өткүзүлгән сайламда 174 беләт билән мутләқ көп санлиқниң қоллишиға еришип, баш министирликкә сайланған иди.

пакистан парламентида 10 - апрелда өткүзүлгән ишәнч сайлими нәтиҗисидә 174 беләткә еришәлмигән имран ханниң һөкүмити ағдуруп ташланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر