йавропа иттипақи сүрийәдә садир қилиниватқан җинайи қилмишларни әйиблиди

йавропа иттипақи, сүрийәдә асаслиқи бәшшар әсәд һакимийити вә униң иттипақдашлириниң нурғунлиған пуқраларниң өлүшини кәлтүрүп чиқарған җинайи қилимишлирини әйибләйдиғанлиқини уқтурди.

1850992
йавропа иттипақи сүрийәдә садир қилиниватқан җинайи қилмишларни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақиниң ташқи мунасивәт вә бихәтәрлик сийасити бойичә алий вәкили җосеп боррелниң ишханиси, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) кишилик һоқуқ алий комиссарлиқиниң йеқинқи 10 йилда сүрийәдә тәхминән 307,000 пуқраниң өлтүрүлгәнлики тоғрисидики доклати һәққидә йазма байанат елан қилип, «йавропа иттипақи он йилдин көпрәк вақиттин буйанқи тоқунушларда нурғун пуқраниң өлүшини кәлтүрүп чиқарған бу җинайәтләрниң садир қилинишини әң күчлүк әйибләйду. қийнаш усуллирини өз ичигә алған бу җинайәтләрниң асаслиқи сүрийә һакимийити вә униң иттипақдашлири тәрипидин садир қилинди» деди.

доклатниң сүрийәдә тоқунушлар давамлишиватқан болғачқа, адәм өлүш әһваллириға даир санлиқ мәлуматларни өз ичигә алмиғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта, «тоқунуш башланғандин буйан, йавропа иттипақи хәлқара инсанпәрвәрлик қануниға хилаплиқ қилғанларни җавабкарлиққа тартишқа чақириқ қилип кәлмәктә» дегән ибариләргә орун берилди.

«йавропа иттипақи сүрийә хәлқи билән бир сәптә туруп, сүрийәниң бирлики, игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкини қоллашни давамлаштуриду» дейилгән байанатта, киризисни һәл қилишниң бирдинбир чарисиниң б д т хәвпсизлик кеңишиниң 2254-номурлуқ қарарида бекитилгән йол хәритисини әмәлийләштүрүш мусаписини бесип өтидиғанлиқи тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر