путин украинадин ашлиқ чиқиришни тосмиғанлиқлирини илгири сүрди

русийә пирезиденти владимир путин ашлиқ базиридики вәзийәтниң тирагедийәгә өзгәрмәслики үчүн муһим тәдбирләрниң йолға қойулуши керәкликини билдүрди.

1850593
путин украинадин ашлиқ чиқиришни тосмиғанлиқлирини илгири сүрди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезиденти владимир путин москваға зийарәткә кәлгән һиндонезийә пирезиденти җоко видодо билән көрүшти.

у көрүшүшниң ахбаратқа очуқ қисмида елан қилған байанатида, дунйа ашлиқ киризиси мәсилиси үстидә тохталди.

у америка басқан пули билән ашлиқ мәһсулатлирини сетивалидиғанлиқини вә бу сәвәбтин ашлиқ мәһсулатлири баһасиниң өрләп кәткәнликини илгири сүрди.

у: «бу әһвал тәрәққий қиливатқан дөләтләрниң вәзийитини йаманлаштуруватиду. ашлиқ киризиси тирагедийәгә өзгәрмәслики үчүн муһим тәдбирләр йолға қойулуши керәк» деди.

у русийәниң украинадин ашлиқниң експорт қилинишини чәклимигәнликини илгири сүрүп: «украина һөкүмити портларниң кириш еғизиға мена орунлаштурди. бу меналарниң тазилинишини вә у йәрләрдин ашлиқ чиқиришни һеким тосмайду. бихәтәрликкә капаләтлик қилимиз» деди.

у украинадин ашлиқниң руменийә, полша, беларусийә вә азақ деңизидики портлар арқлиқ експорт қилғили болидиғанлиқини билдүрүп, б д т вәкиллири билән мәзкур мәсилидә қойуқ алақә қиливатқанлиқлирини қәйт қилди.

у дунйада 800 милйон тонна ашлиқ ишләпчиқирилғанлиқини әскәртип: «русийә өткән йили (2021) дунйадики базарларни 40 милйон тонна ашлиқ билән тәминлиди. бу йил (2022) 50 милйон тонна ашлиқ билән тәминләймиз» деди.

һиндонезийә пирезиденти видодо 24-феврал башланған украина-русийә урушиниң дунйадики ашлиқ мәһсулатлириниң експортиға сәлбий тәсир көрсәткәнликини билдүрүп: «русийәдин йемәк-ичмәк мәһсулатлири, украинадин ашлиқ експорти болмай туруп, дунйада йемәк-ичмәк експортини қайтидин башлаш мумкин әмәс» деди.

видодо тәрәққий тапқан йәттә дөләт гуруһи рәһбәрлиридин йемәк-ичмәк мәһсулатлири билән оғутқа қаритилған ембарголарниң йүргүзүлүшини әмәлдин қалдурушни тәләп қилғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر