лавров: натониң һәрикәтлиридин еғир әндишә һес қилимиз

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров: «натониң чегралиримизниң әтрапидики, болупму балтиқ дөләтлири вә полшадики һәрикәтлиридин еғир әндишә һес қилимиз» деди.

1850542
лавров: натониң һәрикәтлиридин еғир әндишә һес қилимиз

түркийә авази радийоси хәвири: у русийә билән беларусийә оттурисида дипломатик мунасивәт орнитилғанлиқиниң 30-йиллиқи мунасивити билән, беларусийә пайтәхти минскни зийарәт қилди.

у беларусийә ташқи ишлар министири владимир макей билән көрүшкәндин кейин өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.

у: «натониң чегралиримизниң әтрапидики, болупму балтиқ дөләтлири вә полшадики һәрикәтлиридин еғир әндишә һес қилимиз. бизниң ортақ қаришимиз шуки, бу хил һәрикәтләр әмәлийәттә очуқ-ашкара қаршилишиш болуп, йавропа хәвпсизлик мәсилисидә йирикчиликниң техиму ешишини вә парчилинишни кәлтүрүп чиқириду» деди.

у буниң, йавропа хәвпсизлик иттипақи тәшкилати 1990-йилларниң ахирида вә 2010-йилда елан қилған «хәвпсизликниң парчиланмаслиқ пиринсипи» ни бузғанлиқини әскәртип: «ғәрб шундақ қилип, <һечқандақ дөләт өзиниң бихәтәрликини башқиларни хәтәргә иттириш бәдилигә күчләндүрмәслики керәк> дегән пиринсипни әмәлий һәрикәтлири билән бузуп ташлиди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر