чехийә йавропа иттипақиниң нөвәтчи рәислик вәзиписини өткүзүвалди

чехийә бүгүн йавропа иттипақиниң нөвәтчи рәислик вәзиписини (2022-йили 1-ийул) фирансийәдин өткүзүвалди.

1850657
чехийә йавропа иттипақиниң нөвәтчи рәислик вәзиписини өткүзүвалди

түркийә авази радийоси хәвири: чехийә бүгүн йавропа иттипақиниң нөвәтчи рәислик вәзиписини өткүзүвалди.

йавропа иттипақиниң нөвәтчи рәислик вәзиписини фирансийәдин өткүзүвалған чехийәниң алдин әһмийәт беридиған хизмәтлириниң арисида, 24-февралдин (2022) тартип русийәниң таҗавузиға учраватқан украинани қоллаш, бу дөләткә техиму көп иқтисадий вә һәрбий йардәм қилинишини капаләткә игә қилиш қатарлиқлар бар.

йавропа иттипақида украинани нурғун қорал-йарағ билән тәминлигән дөләтләр қатаридин орун алған чехийә, украинаниң қайтидин қурулушиғиму йеқиндин көңүл бөлиду.

чехийә күнсери өрләватқан енергийә баһасиға қарши һәм пул пахаллиқи һәмдә йавропа иттипақиниң енергийә беқиндилиқини түгитиш үчүн тиришчанлиқ көрситиду. йешил енергийәгә өтүштин башқа, диҗиталлишиш, интернет тор бихәтәрлики вә аләм бихәтәрлики мәсилилиригиму көңүл бөлиду.

чехийә нөвәтчи рәислик вәзиписини тунҗи қетим 2009-йилниң оттурисида тапшурувалған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر