путин кәйнигә даҗишқа башлиди

русийә пирезиденти владимир путин шиветсийә билән финландийәниң натоға әза болушидин өзлириниң әндишәләнмәйдиғанлиқини ейтти.

1850085
путин кәйнигә даҗишқа башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезиденти владимир путин түркмәнистанниң саһибханлиқида пайтәхт ашиабадта ечилған 6-қетимлиқ һазар деңизи дөләтлириниң башлиқлар йиғиниға қатнашти вә арқидин ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

у испанийә пайтәхти мадридтики нато башлиқлар йиғинида, натоға әза болуш үчүн намзатлиқи қобул қилинған шиветсийә вә финландийәгә болған қарашлирини байан қилди.

у шиветсийә вә финландийә билән арилирида мәсилә йоқлуқини әскәртип: «бизниң земин ихтилаплиримиз йаки келишәлмәйдиған мәсилилиримиз йоқ. шиветсийә билән финландийәниң натоға әза болушидин әндишәләнмәймиз» деди.

әмма у, икки дөләтниң натоға әза болушиниң хәтәрлик икәнлики тоғрисида агаһландуруп: «илгири улар үчүн ейтқанда һечқандақ хәтәр йоқ иди. мана әмди у йәрләрдә һәрбий қисимлар вә һәрбий ул-әслиһәләр орунлаштурулса, буниңға җаваб беришкә вә уларниң земинлири үчүн охшаш тәһдит шәкилләндүрүшкә мәҗбур болимиз. бу ениқ болидиған иш. улар буни йахши билиши лазим» деди.

у украина билән оттурида ихтилап пәйда болғанлиқини тәкитләп, мундақ деди:

«украина билән болған иш пүтүнләй охшимайду. шиветсийә билән финландийәдә буниңға охшайдиған мәсилә йоқ. бу пүтүнләй башқичә әһвал. шиветсийә билән финландийә халиса натоға қетилса болиду.»

у натониң «соғуқ урушниң қалдуқи» икәнликини әскәртип: «нато, америкаға ташқи сийаситиниң бир аппарати болуш сүпитидә, <сүний һәмраһлири> ни өзиниң буйруқи астида тутуш үчүн лазим» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر