нато һинди-тинч окйан районида хитайға қарши өзара һәмкарлиқларни күчәйтиду

нато баш катипи столтенберг иттипақниң һинди-тинч окйан районида өзара һәмкарлиқларни күчәйтидиғанлиқлирини билдүрди.

1850019
нато һинди-тинч окйан районида хитайға қарши өзара һәмкарлиқларни күчәйтиду

түркийә авази радийоси хәвири: нато баш катипи столтенберг испанийә пайтәити мадридта ечилған нато башлиқлар йиғини җәрйанида ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

у йиғинниң түнүгүнки (29-ийун) қисмида һинди-тинч окйан районидики шерик дөләтләрниң рәһбәрлири билән бир йәргә җәм болғанлиқлирини билдүрүп, хитайниң йеқинқи йилларда районда йадро қораллирини өз ичигә алған һәрбий күчини ашурғанлиқини әскәртти.

у: «хитай вәкиллик қилған синақларни йахши билишимиз керәк. нато һинди-тинч окйан районида, мудапиә, йеңи технологийәләр, хәвпсизлик вә килимат өзгириши саһәлиридә өзара һәмкарлиқлирини күчәйтиши керәк» деди.

у, йиғинда украинаға узун муддәтлик йардәм қилиш пилан-лайиһәсиниң тәстиқланғанлиқини билдүрүп, боснийә-гертсеговина, молдова вә гирузийә қатарлиқ дөләтләргә русийәгә қарши йардәм қилишни давам қилидиғанлиқлирини қәйт қилди.

у йәнә, натониң җәнубтики қанитидин кәлгән тәһдитләргә қарши инкас қайтурушни давамлаштуридиғанлиқлирини, мавританийә үчүн бир алдини елиш пилан-лайиһәсини тәстиқлиғанлиқлирини вә шималий африқадин келиватқан көч долқуниниң алдини алидиғанлиқлирини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر