линдсей грахам байдинниң түркийәгә F-16 сетип бериш қарарини қоллайдиғанлиқини билдүрди

америка җумһурийәтчиләр партийәси кеңәш палата әзаси линдсей гирахам, американиң түркийәгә F-16 типлиқ уруш айропиланлирини сетип бериш қарарини қоллайдиғанлиқини оттуриға қойди.

1850036
линдсей грахам байдинниң түркийәгә F-16 сетип бериш қарарини қоллайдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка җумһурийәтчиләр партийәси кеңәш палата әзаси линдсей гирахам өзиниң тивиттердики адресида, F-16 типлиқ уруш айропиланлириниң түркийәгә сетилишини қоллайдиғанлиқини оттуриға қойуп, «мән (пирезидент җо) байдин һөкүмитиниң натодики (шималий атлантик әһди тәшкилати) муһим иттипақдишимиз түркийәгә F-16 (уруш айропилани) сетип бериш қарариға иҗабий қараймән» деди.

икки тәрәп оттурисидики пикир охшимаслиқлириға қаримай, түркийәниң муһим нато иттипақдиши икәнликигә ишарәт қилған грахам, «бу әһвал түркийәниң дөләт бихәтәрлик мәнпәәтигә хизмәт қилиду... һәмдә түркийәниң авийатсийә иқтидарини йеңилаш, түркийәниң, америка қошма иштатлириниң, натониң шундақла районниң бихәтәрликкә пайдилиқ» дегәнләрни қәйт қилди.  

америка дөләт мудапиә министирлиқиниң хәлқара бихәтәрлик ишлириға мәсул муавин министири селести валландер, түркийәниң йеңи F-16 типлиқ айропиланларни сетивелиш вә һазирқи F-16 типлиқ айропиланларни заманивилаштуруш тәлипи үстидә тохтилип, «америка түркийәниң F-16 филотини заманивилаштуруш пиланини толуқ қоллайду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر