нато башлиқлар йиғинида, хитай вә русийәгә қарши муһим қарарлар чиқирилиду

нато башлиқлар йиғини башлиништин илгири дөләт вә һөкүмәт рәһбәрлири коллектип рәсимгә чүшти.

1849870
нато башлиқлар йиғинида, хитай вә русийәгә қарши муһим қарарлар чиқирилиду
nato liderler zirvesi1.jpg
nato liderler zirvesi2.jpg
nato liderler zirvesi aile fotografi.jpg
nato liderler zirvesi.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййп әрдоған билән америка пирезиденти җо байдин рәсимгә чүшүш җәрйанида қол елишип көрүшти вә нато баш катипи столтенберг билән бирликтә рәсимгә чүшти.

икки рәһбәр арқидин әнглийә баш вәзири борис җонсонниң йениға берип узунғичә сөһбәтләшти.

нато баш катипи столтенберг украина темилиқ йиғинниң ечилишида, йиғинда русийә вә хитайға охшаш диктатор дөләтләр қаидә-пиринсипларға тайанған тәртипкә қарши чиққан вә күчлүк риқабәткә толған дунйада, натони күчәйтиш үчүн муһим қарарларниң чиқирилидиғанлиқини ейтти.

у натониң һәрикәт пилани хусусийитидики истратегийәлик уқум һөҗҗитиниң йеңи нусхисиниң қобул қилинидиғанлиқини хатирилитип, иттипақниң мудапиәсини вә әмәлий күчини зорайтидиғанлиқлирини, шиветсийә билән финландийәниң тәклип қилиниши билән натониң ишикиниң очуқ икәнликиниң намайан қилинидиғанлиқини әскәртти.

у украина пирезиденти володимир зеленскийниң рәһбәрләргә хитаб қилип нутуқ сөзләйдиғанлиқини вә украина үчүн йардәм пиланниң қобул қилинидиғанлиқини қәйт қилди.

нато башлиқлар йиғиниға саһибханлиқ қилған испанийә баш министири педро санчез: «биз алидиған қарарлар кәлгүси 10 йиллиқ иқтидаримизни вә мәнбәлиримиздин пайдилинишимизни бәлгиләйду. дунйа бизгә диққәт қиливатиду. һәммә кишигә иттипақлиқимизни вә баравәрликимизни, күткән үмидкә җаваб берәләйдиғанлиқимизни көрситимиз» деди.

у: «шиветсийә билән финландийәниң натоға әза болуши муһим бурулуш нуқтиси һесаблиниду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر