лавров қарарларни зелениский әмәс, американиң чиқириватқанлиқини илгири сүрди

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров, америка қошма иштатлириниң украина пирезиденти виладимир зеленскийниң орнида қарарларни чиқириватқанлиқини илгири сүрди.

1849546
лавров қарарларни зелениский әмәс, американиң чиқириватқанлиқини илгири сүрди

түркийә авази радийоси хәвири: каспий деңизи дөләтлири ташқи ишлар министирлири йиғиниға иштирак қилиш үчүн түркмәнистанниң пайтәхти ашхабатқа барған сергей лавров, мухбирларниң соаллириға җаваб берип, ғәрб дөләтлири рәһбәрлириниң «русийәниң шәртлиригә асасән украинада тинчлиқни ишқа ашурушқа болмайду» дәп байанат бәргәнликини һәмдә ғәрб дөләтлириниң украинаға қорал әвәтишни давамлаштуруватқанлиқини ейтти.

у, ғәрбниң бу йөнилиштики позитсийәсиниң «үнүмсиз» вә «зийанлиқ» икәнликини тәкитләп: «ғәрб дөләтлири украинаға қанчә көп қорал әвәтсә, бу тоқунуш вә қоллашқа еришиватқан натсист һакимийәтниң күриши шунчә узун давамлишиду» деди.

лавров, «зеленский шималий атлантик әһди тәшкилати — натониң қоллишидин үмидварму?» дегән соалға «зеленскийниң немиләрни ойлиғанлиқи вә немиләрни үмид қилидиғанлиқи пәқәтла муһим әмәс. чүнки, у қарар чиқарғучи әмәс. қарар вашингтонда чиқирилиду. бу қарарлар һәтта пирезидентлиқ дәриҗисидиму чиқирилмайду. уларни ташқи ишлар министирлиқи хадимлири чиқириду» дәп җаваб бәрди.

һиндонезийәниң саһибханлиқида чақирилидиған 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғиниға зеленскийниң қатнишиш еһтималлиқи тоғрисида тохталған лавров: «нөвәттә һечқандақ йиғин зеленскийсиз өткүзүлмәйду. украина һөкүмити бу ишларда чиң турмақта. биз зеленскийниң бали арилидики учришишниң бир болуңида айлинип йүрүп – йүрмәсиликигә көңүл бөлмәймиз» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر