ийорданийәниң әқәбә портида зәһәрлик газ тарқап кетип 12 киши қаза қилди

ийорданийәниң әқәбә портида йүк қачилаш җәрйанида бакниң партилиши сәвәбидин зәһәрлик газ тарқап кетип 12 киши һайатидин айрилди вә 260 киши йариланди.

1848944
ийорданийәниң әқәбә портида зәһәрлик газ тарқап кетип 12 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ийорданийә дөләтлик бихәтәрлик вә кризисни башқуруш мәркизиниң йазма байанатиға асасланғанда, әқәбә портида ичидә зәһәрлик газ болған бир бак өрүлүп чүшүп партлиши нәтиҗисидә, газ әтрапқа тарқап кәткән.

байанатта, ийорданийәлик вә чәтәлликләрни өз ичигә алған 12 кишиниң һадисидә қаза қилғанлиқи, 260 кишиниң йариланғанлиқи вә 123 кишиниң дохтурханида балнестқа елинғанлиқи билдүрүлди.

портта газ тарқап кәткәндин кейин, хәлқ мудапиә қисмида вәзипә өтәйдиған хәтәрлик буйум мутәхәссислириниң нәқ мәйданда керәклик тәкшүрүшләрни елип барғанлиқи, партлаштин кейин районниң тарқақлаштурулғанлиқи уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر