русийә пирезидент байдинниң айали вә қизиға ембарго йүргүзди

русийә америка пирезиденти җо байдинниң айали вә қизини өз ичигә алған 25 америка пуқрасиға ембарго йүргүзгәнликини җакарлиди.

1849301
русийә пирезидент байдинниң айали вә қизиға ембарго йүргүзди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи 25 америка пуқрасиға ембарго йүргүзүлгәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, американиң русийә сийасий мутәхәссислиригә вә җәмийәткә хизмәт қиливатқан кишиләргә қарши йүргүзгән ембарголарни изчил һалда кеңәйткәнлики әскәртилди.

буниңға җавабән, русийә һөкүмитиниң 25 америка пуқрасиға муддәтсиз виза чәклимиси қойулғанлиқи тәкитләнгән байанатта, ембарго йүргүзүлгән кишиләрниң исмликиниң елан қилинғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта билдүрүлишичә, тизимликтә русийәгә қарши йүргүзүлгән ембарголарға мунасивәтлик тәклипләр сунған «McFaul-Yermak» гуруһиниң әзалири, кеңәш палата әзалири вә универстет оқутқучилири бар болуп, булардин башқа, америка пирезиденти җо байдинниң айали һәмдә қизи ашлей байдинму бар икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر