виладимир путин: «американиң йавропада 200 данә йадро тактикилиқ бомбиси бар»

русийә пирезиденти виладимир путин белорусийә билән хәлқара оғут базирида херидарларниң барлиқ еһтийаҗини қамдаш үчүн өзлиригә бағлиқ пүтүн тәдбирләрни ишқа селиш тоғрулуқ келишим һасил қилғанлиқини елан қилди.

1848225
виладимир путин: «американиң йавропада 200 данә йадро тактикилиқ бомбиси бар»

түркийә авази радийоси хәвири: путин белорусийә пирезиденти александер лукашенко билән сант петирсбургда көрүшти. учришитин илгири бәргән байанатида, русийә билән белорусийәниң дунйа базиридики әң чоң оғут билән тәминлигүчи икәнликини әскәртти.

виладимир путин: «оғутниң кәмчил болуши әлвәттә келәр йиллиқ һосулға болған үмитлиримизни төвәнләтмәктә. буларниң һәммиси толиму ечинишлиқ. биз силәр (белорусийә)  билән һәммә ишни қилишта истемалчиларниң вә херидарларниң тәлипини қамдаш үчүн бизгә бағлиқ пүтүн тәдбирләрни ишқа селиш келишими һасл қилдуқ» деди.

 

путин русийә билән белорусийә оттурисида ашлиқ тиранспорти мәсилиси йоқлиқини билдүрүп, русийәниң өткән йили дунйа базирини 40 милйон тонна ашлиқ билән тәминлигәнликини әскәртти вә келәр йили һосул мәзгилидә 50 милйон тоннидин артуқ ашлиқ йәткүзүшкә тәййар икәнликини ейтти.

русийә билән белорусийәниң бихәтәрликигә даир көз қаришиниму оттуриға қойған путин, «американиң йавропада 200 данә йадро тактикилиқ бомбиси бар, буларниң көпинчиси атом бомбиси. бу 200 бомба шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза 6 йавропа дөлитидә сақланмақта. буларни ишлитиш үчүн 257 айропилан тәййарлиди. бу айропиланлар американиң болупла қалмай, мән тилға алған дөләтләрниңму айропиланлиридур» деди.

путин америка вә шималий атлантик әһди тәшкилати дөләтлириниң чеграға йеқин йәрләрдә йадро қораллири билән елип барған учуш мәшиқлиригә интиқам характерлиқ җаваб қайтурушниң һаҗити йоқлуқини билдүрүп, белорусийә армийәсигә тәвә «Su-25» типлиқ айропиланларниң русийәдә заманивилаштурилишини тәвсийә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر