русийә украинаниң северодонетск шәһирини контроллуқи астиға алғанлиқини елан қилди

русийә дөләт мудапиә министирлиқи байанатчиси игор конашенкоф украинаниң лухәнск районидики северодонетск шәһирини контроллуқи астиға алғанлиқини елан қилди.

1848186
русийә украинаниң северодонетск шәһирини контроллуқи астиға алғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: конашенков елан қилған байанатида, (аталмиш)  ​​лухәнск хәлқ җумһурийити әскәрлири билән русийә қисимлириниң ортақ һәрикити нәтиҗисидә, лухәнск районидики северодонетсик вә боровискойе шәһири билән вороново вә сиротино олтурақ районлириниң контроллуқ астиға елинғанлиқи билдүрүлди.

конашенкоф бу арқилиқ украина күчлириниң азот завутини қаршилиқ мәркизигә айландурушқа урунушиниң алди елинғанлиқини тәкитләп, «севиродонетсик вә боровискойе шәһириниң азад қилиниши билән биргә (аталмиш) лухәнск хәлқ җумһурийити чеграси даирисидики севирский донетс (донетс дәрйаси) ниң пүтүн сол қирғақ районлири контроллуққа өтти» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر