алтун йавропа дөләтлириниң түркийәгә тутуватқан позитсийәсини тәнқид қилди

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси башлиқи фаһрәттин алтун, «әлҗәзирә» дә мақалә елан қилип, йавропа дөләтлириниң түркийәгә тутуватқан позитсийәсини тәнқид қилди.

1848116
алтун йавропа дөләтлириниң түркийәгә тутуватқан позитсийәсини тәнқид қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси башлиқи фаһрәттин алтун, «әлҗәзирә» дә мақалә елан қилип, алақидар тәрәпләрниң диққитини гиретсийәниң әгә деңизида ташлиған қәдәмлири пәйда қилған җиддийчиликләргә тартти.

мақалисидә, гиретсийәниң йеқинқи бир қанчә айдин буйан әгә деңизида қутритиш маһийитидики һечкимгә пайдиси тәгмәйдиған қилмишларни садир қилғанлиқиға ишарәт қилған алтун, бу филимниң охшимиған варийантлирини буниңдин илгириму көргәнликлирини билдүрди.

гиретсийәниң хәлқара қанунларға зит шәкилдә ақиланә болмиған дәваларни қилип йаки хәлқара сәһниләрдә түркийәгә қарши тәшвиқат елип бериш,  бесим ишлитиш арқилиқ пат – патла җиддийчиликни улғайтип кәлгәнликини билдүргән алтун, «қошнимиздики бәзи сийасәтчиләрниң, башқиларниң диққитини истратегийәлик мәғлубийәтләрдин йирақлаштуруп, дөләт ичидә сийасий қоллашқа еришиш мәқситидә түркийәни тәййар нишан қилип көрситиштәк начарадәтлири бар. қошнимизға вә шималий атлантик әһди тәшкилати — натодики иттипақдашлиримизға бу тактикиларниң техиму көп истратегийәлик мәғлубийәтләргә мәһкум икәнликини хатирилитимиз. әгә деңизида изчил сүркилиш пәйда қилишниң һечкимгә пайдиси йоқ. бу сүркилишниң бәдили күшкүрткүчи тәрәпкә нисбәтән барғансери еғирлашмақта» дегәнләрни қәйт қилди.  

бәзи йавропа дөләтлириниң түркийәгә қарита йолға қойған мәсулийәтсизләрчә сийасәтлириниң гиретсийәниң пәрвасизларчә һәрикәтләрни садир қилиши билән йеқиндин мунасивити барлиқини оттуриға қойған алтун, түрк хәлқини вә шималий қибрис түрк җумһурийтини нәзәрдин сақит қилип, қибрисни йавропа иттипақиға әза қилишниң вә түркийәни шәрқий ақдеңизниң сиртида қалдуруш үчүн гиретсийәгә илһам беришниң, йавропа пайтәхтлириниң үзүл – кесил чариләрни тепишниң орниға һәл қилиш қийин мәсилиләрни пәйда қилишиниң койида икәнликиниң бир үлгисини шәкилләндүргәнликини илгири сүрди.

«гиретсийәниң түркийәгә қарши мәсулийәтсизләрчә садир қилған шунчә көп һәрикәтлиригә қаримай, түркийә дипломатийә вә сөһбәт арқилиқ қолға кәлтүрүлгән чариләрни йақлашни давамлаштуриду» дегән алтун, бәдилиниң қандақ болушидин қәтийнәзәр түркийәниң дөләт мәнпәәтини қоғдайдиғанлиқини алаһидә тәкитләп өтти.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر