русийә фирансийәлик дипломатни «халанмиған адәм» елан қилди

фирансийә москва әлчиханисидики мәдәнийәт ишлири мәслиһәтчисиниң русийә тәрипидин «халанмиған адәм» елан қилинғанлиқини дәлиллиди.

1847706
русийә фирансийәлик дипломатни «халанмиған адәм» елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә ташқи ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, русийә даирилири, фирансийәниң москва әнчиханисиға, әлчихана қармиқида ишләватқан мәдәнийәт ишлири мәслиһәтчисиниң буниңдин кейин русийә терротерийәсидә «халанмиған адәм» елан қилинғанлиқини билдүргән.

байанатта тәкитлинишичә, буниң үчүн һечқандақ «қануний дәлил – испат» көрситилмигән, фирансийә тәрәп бу қарарға қаттиқ наразилиқ билдүргән.

фирансийә ташқи ишлар министири катерине колоннаниң, министирлиқниң алақидар тармақлиридин бу һәқтә мәлумат беришини тәләп қилғанлиқи әскәртилгән байанатта, фирансийәниң москва әлчиханисидики хадиминиң хизмитиниң, дипломатик вә консулхана мунасивәтлири һәққидики «вйенна әһдинамиси» даирисигә киридиғанлиқи оттуриға қойулған.

фирансийә таратқулириниң хәвәр қилишичә, русийә тәрипидин иҗазәтнамиси йеңиланмиған фирансийә мәслиһәтчисиниң, 17-ийулғичә чеградин айрилиши керәк икән.

русийә тәрәп, мәзкур дипломатниң йеқинда тақиветилгән бир фонди җәмийәт  вә бу дөләттә чәкләнгән бир медйа оргинини мәхпий һаләттә мәбләғ билән тәминлигәнликини илгири сүргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر