лиз трас атакулә мунари алдида ашлиқ киризиси тоғрисида байанат бәрди

әнглийә ташқи ишлар вәзири лиз трас пайтәхт әнқәрәниң символ характерлик биналириниң бири болған атакуләниң алдида байанат берип, русийәниң украина урушида ашлиқтин «уруш қорали» сүптидә пайдиланғанлиқини оттуриға қойди.

1847919
лиз трас атакулә мунари алдида ашлиқ киризиси тоғрисида байанат бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: лиз трас түркийәдики дөләт ишлири зийарити җәрйанида пайтәхт әнқәрәниң муһим қурулушлириниң бири болған атакуләниң алдида туруп бәргән украинадики ашлиқ киризисиға мунасивәтлик һәққидә син көрүнүшлүк байанат елан қилди.

байанатида: «ашлиқни һәргизму уруш қорали қилип ишлитишкә болмайду» дегән трас, бирақ русийә пирезиденти виладимир путинниң әскәрлириниң портларни тақап, дунйа миқйасида ашлиқ експорт қилинишиға тосқунлуқ қилиши билән украинада буни көргәнликлирини ейтти.

у, ашлиқ киризисиға чарә тепиш хизмәтлиригә йардәмчи болуш үчүн әнқәрәгә кәлгәнликигә ишарәт қилип: «түркийә ашлиқниң бихәтәр йөткилишигә капаләтлик қилиш үчүн асаслиқ деңиз йоллирини қайтидин ечип, ашлиқни експорт қилиш хизмәтлиригә йардәмчи болуш урунушлиримизидки муһим истратегийәлик шерик. вәзийәт җиддий. униң кәскинлишип кетишигә йол қойсақ болмайду. әнглийә түркийәгә охшаш иттипақдашлири вә шериклири билән бу мәсилини һәл қилишқа тиришиш мусаписидә барлиқ ишикләрни чекип чиқиду. виладимир путинниң дәһшәтлик урушиниң зийанкәшликигә учриған барлиқ кишиләргә йардәм қилиш үчүн бирликтә тиришчанлиқ көрситиватимиз » дегәнләрни қәйт қилди.

русийә армийәси 24-феврал украинаға бесип кирип, ишғал һәрикити башлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر