милорад додик әрдоғанниң боснийә-гертсеговинаниң ички йаришиши қаришини қоллайдиғанлиқини билдүрди

боснийә-гертсеговина пирезидентлиқ кеңишиниң сериб әзаси милорад додик, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң боснийә-гертсеговинаниң ички йаришишини капаләткә игә қилиш қаришини қоллайдиғанлиқини билдүрди.

1847355
милорад додик әрдоғанниң боснийә-гертсеговинаниң ички йаришиши қаришини қоллайдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: додик сербийә җумһурийити радийо-телевизийәсиниң соаллириға җаваб берип, җумһур рәис әрдоғанниң боснийә-гертсеговинадики һәр қайси партийәләргә адил вә достанә муамилә қилидиғанлиқини вә дөлитиниң ички йаришишини қоллайдиғанлиқини ейтти.

у, әрдоғанниң дөлитидики сақлиниватқан мәсилиләргә сәзгүр қарайдиғанлиқини тилға еилп, өзиниң җумһур рәис әрдоғанни боснийә-гертсеговинаниң җумһурийәт сериб җумһурийити қармиқидики банҗа лука шәһиригә тәклип қилғанлиқини билдүрди.

додик йәнә, өзиниң һәр қандақ әһвалда сериб җумһурийитиниң мәнпәәтини қоғдашқа тәййар икәнликини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر