һиндистандики кәлкүндә қаза қилғанлар сани 100 дин ешип кәтти
һиндистанниң ассам өлкисидә йүз бәргән кәлкүндә қаза қилғанлар сани 100 дин ешип кәтти.
түркийә авази радийоси хәвири: һиндистанниң ассам өлкисидә мәйданға кәлгән кәлкүн йеқинқи 24 саәт ичидә йәнә 12 адәмниң өлүмини кәлтүрүп чиқарди.
өлкә рәһбәрлири, 6 – апрелдин буйан йүз бәргән су апәтлиридә өлкә миқйасида қаза қилғанлар саниниң әң йеңи қаза қилғанларни қошқанда 100 дин ешип кәткәнликини, уларниң төт нәпириниң кичик бала икәнликини билдүрди.
өлкилик апәт башқуруш оргини 32 наһийәдики 5 милйондин артуқ кишиниң кәлкүнниң тәсиригә учриғанлиқини, 271 миңдин артуқ кишиниң қутқузуш лагерлириға орунлаштурулғанлиқини уқтурди.
җәнубий асийада 6-айдин 9-айғичә болған җәрйанда йағидиған мәвсум йамғурлири һәр йили һиндистан қатарлиқ дөләтләрдә кәң көләмлик тәбиий апәт вә һадисиләрни кәлтүрүп чиқириду.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
полша: земинимизға йадро қораллирини орунлаштурушқа тәййармиз
полша өз земиниға йадро қораллирини орунлаштурушқа тәййар икәнликини билдүрди.