малида мәйданға кәлгән террорлуқ һуҗумлирида 132 пуқра җенидин айрилди

малиниң ички қисимлиридики кәнтләрниң шәнбә күни кечиси террорлуқ һуҗумлириға учрап, 132 пуқраниң җенидин айрилғанлиқи билдүрүлди.

1846004
малида мәйданға кәлгән террорлуқ һуҗумлирида 132 пуқра җенидин айрилди

түркийә авази радийоси хәвири: мали һөкүмити йазма байанат елан қилип, банкас наһийәсиниң дианвели, диалласаго вә дегусагов йезилириниң 18-ийун кәчтә мәғриб әлқаидәсигә қарашлиқ катиба макина террорлуқ тәшкилатиниң һуҗумиға учрап 132 пуқраниң җенидин айрилғанлиқини уқтурди.

һөкүмәт һуҗумда һайатидин айрилғанларниң аилә - тавабиатлиридин һал сориди вә дөләт миқйасида үч күнлүк матәм елан қилинғанлиқини билдүрди.

саһел районидики «үч дөләт чеграси» дәп атиливатқан буркина фасо, мали вә нигер йеқинқи йиллардин буйан террорлуқ тәшкилати «әлқаидә»гә қарашлиқ гуруппилар билән даешниң һуҗумлириға учрап кәлмәктә.

2013-йилидин буйан малида чәт әл һәрбий қисимлириниң вәзипә өтәватқан болушиға қаримай, террорлуқ тәшкилатлири вәқә пәйда қилишни давамлаштурмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر