инглиз генерал: әнглийә йавропада йәнә бир қетимлиқ урушқа тәййар болуши керәк

әнглийәниң йеңидин вәзипигә тәйинләнгән армийә иштаб башлиқи генерал патрик сандерс русийәниң 24-феврал (2022) украинаға қарши башлиған урушни има қилған һалда: «әнглийә әскәрлири йавропада йәнә бир қетимлиқ урушқа тәййар болуши керәк» деди.

1845894
инглиз генерал: әнглийә йавропада йәнә бир қетимлиқ урушқа тәййар болуши керәк

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийәиң йеңи армийә иштаб башлиқи патрик сандерс(Patrick Sanders): «русийәниң украинани ишғал қилиши, әнглийәни қоғдаш мәқситимизгә хизмәт қилиш үчүн қуруқлуқта уруш қилишқа вә ғәлбә қилишқа тәййар болушимиз керәкликидин бешарәт бериду. иттипақдашлиримизни қоллап уруш қилалайдиған вә русийәни йиңәләйдиған армийә қуруш вәзипимиз бар» деди.

у 1941-йилдин буйан «йавропада дунйа характерлик күчни өз ичигә алған қуруқлуқ урушиниң көләңгисидә» армийәниң қоманданлиқ вәзипсини үстигә алғанлиқини әскәртип: «биз армийәни йәнә бир қетим йавропада урушқа тәййарлиши керәк болған әвладлармиз» деди.

әнглийә баш вәзири борис җонсон кийев зийаритидә украина пирезиденти володимир зеленский билән көрүшкәндин кейин елан қилған байанатида, «владимир путинниң ишғали йеңи басқучқа қәдәм қойиду» дегән иди.

борис җонсон таймес гезитигә йазған мақалисидиму, «путин украинани рәһимсизләрчә бастурушқа урунуватиду. мән бизниң узун муддәтлик урушқа өзимизни тәййарлишимиз керәкликидин қорқуватимән» дегән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر