малида террорлуқ һуҗуми йүз бәрди

малиниң шималида йүз бәргән террорлуқ һуҗумида кәм дегәндә 20 пуқра җенидин айрилди.

1845529
малида террорлуқ һуҗуми йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: мали таратқулириниң хәвәр қилишичә, гав шәһиридин 80 километир йирақлиқтики лменас йезисида террорлуқ һуҗуми йүз берип, кәм дегәндә 20 пуқра һайатидин айрилған.

игилинишичә, саһел райониға җайлашқан «3 дөләт чеграси» дәп билинидиған буркина фасо, мали вә нигер, йеқинқи йиллардин буйан террорлуқ тәшкилати  әлқаидәгә қарашлиқ гуруппилар вә даешниң һуҗумлириға дуч кәлмәктә икән.

малида 2013 – йилдин буйан чәт әл һәрбий қисимлар вәзипә өтәватқан болушиға қаримай, террорлуқ тәшкилатлири һуҗумлирини давамлаштурмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر