охайо иштати оқутқучиларниң қорал елип йүрүшигә рухсәт қилди

американиң охайо иштатида оқутқучиларға 24 саәтлик тәрбийәләштин кейин, мәктәпләрдә қорал елип йүрүш рухсити берилгән қанун иҗра қилиншқа башланди.

1843593
охайо иштати оқутқучиларниң қорал елип йүрүшигә рухсәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: охайо иштатлиқ парламентида қобул қилинған қанун тәклип лайиһәси, валий майк девайн (Mike DeWine) тәрипидин тәстиқлинип, рәсмий қанунға айланди.

валий майк девайн «WFMJ» радийосиниң зийаритини қобул қилғанда, мәктәпләрдә барғансери көпийиватқан қораллиқ һуҗумларға қарши тәдбир елиш керәкликини әскәртип: «мәктәптә сақчиларниң болуши әң йахши тәдбир, әмма һәммә мәктәпниң буниңға имканийити йар бәрмәйду» деди.

бирақ, охайо оқутқучилар федератсийәси билән охайо маарип җәмийити ортақ байанат елан қилип, иҗра қилинишқа башланған қанун билән йетәрлик тәлим-тәрбийә болмастин мәктәпләргә қорал елип келинидиғанлиқини, оқуғучилар бихәтәрликиниң техиму төвән сәвийәдә болидиғанлиқини билдүрди вә қанунға: «хәтәрлик вә мәсулийәтсизлик» дәп баһа бәрди.

йеңи қанун башланғуч, толуқсиз вә толуқ оттура мәктәпләрдә хизмәт қилидиған оқутқучиларға, 24 саәттин артуқ болмиған тәлим-тәрбийәдин кейин қорал елип йүрүшкә рухсәт қилиду.

америкада 28 иштатта, мәктәп рәһбәрлики тәстиқлиған әһвал астида, қорал рухсити болған оқутқучиларниң қоралини мәктәптә башқиларға көрсәтмәстин елип йүрүшигә йол қойулиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر