пәләстин билән италийә  оттурисида 17 милйон йавролуқ 5 келишим имзаланди

пәләстин баш министири муһәммәд иштиййә пәләстиндә зийарәттә болуватқан италийә баш министири дираги билән ғәрбий қирғақтики рамаллаһ шәһиридә көрүшти.

1843449
пәләстин билән италийә  оттурисида 17 милйон йавролуқ 5 келишим имзаланди

түркийә авази радийоси хәвири: баш министир муһәммәд иштиййә учришиштин кейинки бирләшмә мухбирларни күтүвелиш йиғинида сөз қилип, италийәлик мәнсәпдиши дираги билән өзара мунасивәтләрдин башқа йәнә, пәләстиндики йеңи өзгиришләрни музакирә қилғанлиқини билдүрди.

муһәммәд иштиййә италийә баш министири дирагиға исраилийәниң мәсҗиди әқсаға қилған һуҗуми, пәләстинликләргә қаритилған системилиқ өлтүрүш вә йәһудиларни олтурақлаштуруш сийасити билән җиддийчиликни күчәйтиш қилмишлири һәққидә мәлумат бәргәнликини тилға елип, италийәни икки дөләтлик һәл қилиш чариси пикрини қоғдашқа вә исраилийәниң қилмишлири түпәйли бузулған бу һәл қилиш чарисини қутқузушқа чақириқ қилғанлини ейтти.

италийә билән пәләстин оттурисида 17 милйон йавро қиммитидә 5 келишимниң имзаланғанлиқини байан қилған иштиййә, бу келишимниң сайаһәт, деһқанчилиқ, мәдәнийәт вә башқа бир қисим саһәләрни өз ичигә алидиғанлиқини билдүрди.

италийә баш министири дирагиму пәләстинлик мәнсәпдиши иштиййә билән район характерлиқ җиддийликни пәсәйтиш вә һәр хил зораванлиқни тохтитиш мәсилисини музакирә қилғанлиқини билдүрди.

дираги йавропа иттипақиға әза башқа дөләтләр билән  биргә пәләстинни давамлиқ қоллайдиғанлиқини байан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر