бабта аптомобил бомба партлиди

сүрийәниң шималидики баб районида аптомобил бомба партлап бир пуқра қаза қилди.

1843518
бабта аптомобил бомба партлиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә армийәси тәрипидин фират қалқини һәрбий һәрикити арқилиқ террорчилардин халийлаштурулған баб наһийә мәркизидә бир аптомобилға орунлаштурулған бомба партлап, бир пуқра қаза қилди, йеқин әтраптики өйләр талапәткә учриди.

нәқ мәйданда тәкшүрүш елип барған йәрлик бихәтәрлик тармақлири, диққитини һуҗумни бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к / й п г садир қилған болуш еһтималлиқиға мәркәзләштүрди.

даеш террорлуқ тәшкилати 2017 – йили 2 – айда фират қалқини һәрбий һәрикити даирисидә  баб наһийәсидин қоғлап чиқирилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر