иранда инқилабий муһапизәт қисимлириға тәвә икки хадим өлтүрүлди

иран инқилабий муһапизәт қисимлириға тәвә аләм бошлуқи әтритидә ишләйдиған икки хадим өлтүрүлди.

1842091
иранда инқилабий муһапизәт қисимлириға тәвә икки хадим өлтүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: иран инқилабни муһапизәт қилиш қисимлири мәркизи өлкилик аммиви мунасивәт тармақлири бу һәқтә йазма байанат елан қилди.

байанатта, һәрбий аләм бошлуқи әтритидә ишләйдиған әли кәмани билән һава армийәси хадими муһәммәд абдусниң җенидин  айрилғанлиқи билдүрүлди.

унвани мәхпий тутулған һәрбий хадим кәманиниң хумәйни наһийәсидә қатнаш вәқәсиигә учрап қаза қилғанлиқи уқтурулди.

симнан өлкисидә һайатидин айрилған пуқрави хадим абдусниң болса, өлүш сәвәби һәққидә һечқандақ мәлумат берилмиди.

йеқиндин буйан иранда инқилабни муһапизәт қилиш қисимлири қоманданлирини қәстләп өлтүрүш вәқәлири йүз бәрмәктә.

иран һөкүмити бу қәстләп өлтүрүшләрдә исраилийәниң җавабкарлиқи барлиқини илгири сүрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر