германийәдә вәзипә өтәватқан бир америка әскиридә маймун чечики вируси байқалди

америка армийәси йавропа қисимлири қоманданлиқ мәркизи, германийәниң штутгарт базисида турушлуқ бир америка әскиридә маймун чечики вируси байқалғанлиқини уқтурди.

1841490
германийәдә вәзипә өтәватқан бир америка әскиридә маймун чечики вируси байқалди

түркийә авази радийоси хәвири: америка армийәси йавропа қисимлири қоманданлиқ мәркизи байанатчиси полковник бил спекс йазма байанат елан қилип: «биз йеқинда штутгарт һәрбий базисида турушлуқ бир әскәрдә маймун чечики йуқтурувалғанлиқини җәзмләштүрдуқ. әскәрниң кесилигә штутгар қуруқлуқ армийә сәһийә мәркизидә дийагноз қойулуп даваланди, базида йалғуз һаләттә туруватқан әскәрниң саламәтилки әслигә кәлмәктә» дегән ибариләргә орун берилди.

спекс, у йәрдики әскәрләргә хәвп йетишниң төвәнликини, бимарни давалиған дохтурларниңму көзитиливатқанлиқини қәйт қилди.

америка армийәсиниң саһибхан дөләтниң қанун - низамлириға әмәл қиливатқанлиқини байан қилған спекс: «стутгарттики байқалған варийант вирусниң инсандин инсанға йуқуш нисбити төвән болған ғәрбий африқа варийантидур» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.

бу, америка армийәси сепидики тунҗи маймун чечики дийагнози болуп һесаблинидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر