гиретсийәниң пайтәхти афенада панаһланғучиларни қоллап намайиш өткүзүлди

гиретсийәниң пайтәхти афенада бир гуруппа намайишчилар гиретсийә бихәтәрлик қисимлириниң панаһланғучиларни қайтуруветиш һәрикәтлиригә наразилиқ билдүрди.

1840195
гиретсийәниң пайтәхти афенада панаһланғучиларни қоллап намайиш өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: намайишчилар «арқиға қайтуруветишни тохтитиңлар!» вә «Frontex ға йақ!» дәп йезилған лозункиларни көтүрүшкән һалда гиретсийә көчмәнлик вә панаһлиниш  ишлири министирлиқиниң алдида топлишип намайиш өткүзди.  

намайишчилар әгә деңизидики өлүм һадисилири тәрәпкә һәмминиң диққинити тартип, һөкүмәттин арқиға қайтуруветишкә қарши тәдбирләрни йолға қойушни тәләп қилди.

гиретсийә деңиз саһили бихәтәрлик оргини билән йавропа иттипақи чегра вә деңиз саһили бихәтәрлик оргини (Frontex) ға четишлиқ арқиға қайтуруветиш вәқәлиригә алақидар хәвәрләр 2020-йилдин буйан хәлқара мәтбуатларда орун елип кәлмәктә.

хәвәрләрдә (йавропа иттипақи чегра вә деңиз саһили бихәтәрлик оргини) «Frontex» арилашқан арқиға қайтуруветиш вәқәлиридә, миңлиған кишиниң зийанкәшликкә учриғанлиқи вә бир қисим панаһланғучиларниң җенидин айрилғанлиқи оттуриға қойулған иди.

йәнә бир тәрәптин, (йавропа иттипақи чегра вә деңиз саһили бихәтәрлик оргини) «Frontex»  билән гиретсийә даирилири изчил түрдә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири, хәлқара мәтбуатлар, сийасийонлар вә нурғун органларниң арқиға қайтуруветишкә алақидар  әйибләшлирини рәт қилип кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر