германийә украинани давамлиқ қорал-йарағ билән тәминләйду

германийә баш министири олаф шолз украинани давамлиқ қорал-йарағ билән тәминләйдиғанлиқлирини билдүрди.

1839206
германийә украинани давамлиқ қорал-йарағ билән тәминләйду

түркийә авази радийоси хәвири: германийә баш министири олаф шолз литванийә пайтәхти вилнйуста, литванийә, естонийә вә латвийәниң рәһбәрлири билән бир йәргә җәм болди.

төт тәрәп учришишиниң асаслиқ күнтәртип маддиси балтиқ деңизи дөләтлириниң бихәтәрлики, русийәниң сийасәтлири, 24-февралдин (2022) тартип давамлишиватқан украина-русийә уруши вә натониң шәрқий қанитиниң қоғдилиши қатарлиқ темилар болди.

германийә баш министири олаф шолз көрүшүштин кейин, литванийә пирезиденти гитанас навседа, естонийә баш министири када каллас вә латвийә баш министири крисжанис карис қатарлиқ рәһбәрләр билән бирликтә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

у украина-русийә уруши үстидә тохталғанда: «украинани қорал-йарағ билән тәминләшни давамлаштуримиз» деди.

у урушни ахирлаштуруш йаки русийә армийәсиниң украинадин чиқип кетишиниң, пәқәт ембарголар вә бирликтә һәрикәт қилишқа бағлиқ икәнликини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر