финландийә: түркийәниң бихәтәрлик әндишәлири тоғрисида әтраплиқ музакирәләштуқ

финландийә ташқи ишлар министири пекка хависто (Pekka Haavisto): «учришишлар җәрйанида, түркийәниң бәзи бихәтәрлик әндишәлирини вә буниңға охшайдиған мәсилиләрни әтраплиқ музакирә қилдуқ дәп ойлаймән» деди.

1836415
финландийә: түркийәниң бихәтәрлик әндишәлири тоғрисида әтраплиқ музакирәләштуқ

түркийә авази радийоси хәвири: финландийә ташқи ишлар министири пекка хависто финландийәниң натоға әза болуш үчүн илтимас сунуш басқучиға түркийәниң қарши чиққанлиқи һәққидә тохтилип: «учришишлар җәрйанида, түркийәниң бәзи бихәтәрлик әндишәлирини вә буниңға охшайдиған мәсилиләрни әтраплиқ музакирә қилдуқ дәп ойлаймән. әлвәттә түркийә билән бу дийалогни давамлаштурушқа тәййармиз. буниң әзалиқтин илгири сәпәрвәрликкә келиш дийалоги болушини муһим дәп қараймән» деди.

у финландийәниң натоға әза болуш қарарини вә илтимас қилиш басқучидики йеңи мәсилиләр үстидә тохталди.

у түркийәниң финландийә билән шиветсийәниң натоға әза болуш үчүн илтимас қилғанлиқиға нарази болғанлиқи тоғрисидики соалға җаваб бәргәндә, икки дөләтниң йуқири дәриҗилик һәйәтлириниң әнқәрәгә әвәтилгәнликини хатириләтти.

у һәйәтләрниң түркийә җумһур рәислик мәһкимисиниң байанатчиси ибраһим калин билән бәш саәт бойичә йахши вә чоңқур сөһбәтләшкәнликини билдүрүп: «бу сөһбәтләр давамлишиду дәп ишинимән. әлвәттә үстәлдә һәр хил соаллар бар. финландийәму, шиветсийәму террорлуқ тәшкилати сүпитидә қарайдиған п к к мәсилиси бар. п к к йавропа иттипақиниң террорлуқ тизимликидә. буниңда һечқандақ гуман йоқ. әгәр буни чоң һәрпләр билән йезиш керәк болса, биз йазалаймиз» деди.

у көрүшүшләрдин кейин, финландийәниң түркийәниң бихәтәрлик әндишәлирини чүшәнгән йаки чүшәнмигәнлики, буларни һәл қилиш үчүн қәдәм ташлап-ташлимайдиғанлиқи тоғрсидики соалға: «әлвәттә түркийә билән болған учришишлиримизда түркийәниң әндишәлирини түгитишкә тиришиватимиз. әмма, өзимизниң пиринсиплиримизғиму һөрмәт қилишимиз керәк. һечким башқа дөләтләргә өзиниң қарарлирини зорлап таңалмайду» дәп җаваб бәрди.

у бихәтәрлик әндишәлирини башқа әндишәләрдин айришқа тиришиватқанлиқлирини тәкитләп, сөзини мундақ давамлаштурди:

«бу учришишлар җәрйанида, түркийәниң бәзи бихәтәрлик әндишәлирини вә буниңға охшайдиған мәсилиләрни әтраплиқ музакирә қилдуқ дәп ойлаймән. әлвәттә түркийә билән бу дийалогни давамлаштурушқа тәййармиз. буниң әзалиқтин илгири сәпәрвәрликкә келиш дийалоги болушини муһим дәп қараймән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر