шолз: путинниң украинаға ачқан урушта ғәлибә қилалмайдиғанлиқиға ишинимән

германийә баш министири олаф шолз, русийәниң 24 - феврал украинаға ачқан урушта ғәлибә қилалмайдиғанлиқини ейтти.

1833211
шолз: путинниң украинаға ачқан урушта ғәлибә қилалмайдиғанлиқиға ишинимән

түркийә авази радийоси хәвири: шевийетсарийәниң давос шәһиридә өткүзүлгән 52 - нөвәтлик дунйа иқтисад мунбириға қатнашқан шолз, йиғинниң, дунйа иқтисад мунбириниң қурғучиси килаус швабниң иштирак қилиши билән өткүзүлгән «йәршари характерлик һәмкарлиқ» баш темисидики алаһидә бөлүмидә сөз қилди.

у, русийәниң украинадики урушиниң украинаниң мәвҗутлуқиға тәһдит болуш биләнла қалмай, йеқинқи йиллардин буйанқи чоң һәрбий тоқунушларниң алдини елип келиватқан хәлқара қаидиләрни асас қилған һәмкарлиқ тәртипигиму зийан йәткүзгәнликини оттуриға қойуп: «шуңа бизниң мәқситимиз наһайити ениқ. русийә пирезиденти виладимир путин урушта ғәлибә қилмаслиқи керәк иди вә мән униң ғәлибә қилалмайдиғанлиқиға ишинимән» деди.

шолз москваниң украинада қозғиған урушиға «путинниң мәғлубийити» дәп баһа берип, нөвәттә русийәниң пүткүл украинани ишғал қиливелиши уруш башланған чағдикигә қариғанда еһтималдин техиму йирақтәк қиливатқанлиқини вә путинниң украинадики барлиқ истратегийәлик нишанлириға йетәлмигәнликини илгири сүрди.

у, путинниң украинани ишғал қилишқа мувәппәқ болушиниң паҗиәлик ақивәтләрни елип келидиғанлиқини ейтип агаһландурди.

германийә баш министири шоз, путинниң шималий атлантик әһди тәшкилати — нато, йавропа иттипақи вә йәттә дөләт гуруһиниң иттипақлиқ роһи вә күчини төвән мөлчәрләп қалғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر