тексас иштатидики башланғуч мәктәптә қораллиқ һуҗум йүз бәрди

американиң тексас иштатидики бир башланғуч мәктәптә йүз бәрәән һуҗумда, 18 бала вә үч қорамиға йәткән киши болуп, җәмий 21 киши җенидин айрилди.

1832190
тексас иштатидики башланғуч мәктәптә қораллиқ һуҗум йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: тексас иштатиниң кеңәш палата әзаси роланд гутеррез с н н телевизийәсиниң зийаритини қобул қилғанда, вәқәдә һазирғичә 18 бала билән үч қорамиға йәткән кишиниң җенидин айрилғанлиқини елан қилди.

увалде базиридики роб башланғуч мәктипидә қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси пәйда қилған салвадор рамосниң (18 йаш) сақчилар тәрипидин етип өлтүрүлгәнлики билдүрүлди.

хәвәрләрдә, гумандар салвадор рамосниң увалде базирида олтуридиғанлиқи, униң вәқә пәйда қилған башланғуч мәктәпниң йенидики толуқ оттура мәктәпниң оқуғучиси икәнлики қәйт қилинди.

сақчилар һазирчә вәқәниң йүз бериши сәвәби тоғрисида мәлумат елан қилмиди.

америка пирезиденти җо байдин қораллиқ һуҗум тоғрисида: «худа һәққидә, биз қачанму қорал лобисиға қарши чиқимиз?» деди.

асийа зийаритидин қайтип келип ақсарайда ахбарат елан қилиш йиғини өткүзгән пирезидент җо байдин, пирезидентлиқ һоқуқини тапшурувалғанда мушундақ сөз қилишқа мәҗбур қалмаслиқ үчүн дуа қилғанлиқини ейтти.

у техи бир һәптә илгири нийу йоркниң буфало (Buffalo) шәһиридиму қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргәнликини хатирилитип, дөләт ичидә барғансери көпийиватқан қораллиқ һуҗумлар тоғрисида алаһидә тохталди.

дөләт маарип җәмийити тексас иштати оқутқучилар җәмийити билән бирликтә елан қилған байанатта: «дөләт-мәктәплиримиз, оқуғучилар вә оқутқучилар үчүн әң бихәтәр җайлардин бири болуши керәк. сийасәтчиләрниң мәсулийәтни өз үстигә елип, қорал бихәтәрлики мәсилисини һәл қилиши үчүн йәнә қанчилик қораллиқ һуҗум йүз бериши керәк?» дәп соал қойулди.

америка оқутқучилар федератсийәсиниң башлиқи ранди вейингартен (Randi Weingarten) қораллиқ һуҗумға наразилиқ билдүрүп: «ата-анилар бу дөләттә балилириниң мәктәптә бихәтәр икәнликидин хатирҗәм әмәс» деди.

с н н ниң хәвиригә асасланғанда, америкада бу йил (2022) бешидин тартип бу қетимқи қораллиқ һуҗумни чиқиривәткәндә, мәктәпләрдә йүз бәргән қораллиқ һуҗум қилиш вәқәлиридә әң аз дегәндә 10 киши җенидин айрилип, 51 киши йариланған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر