йавропа иттипақи украинаға 500 милйон йавролуқ һәрбий  йадәм беридиған болди

йавропа иттипақи дөләтлири русийә билән уруш қиливатқан украинаға һәрбий йардәм үчүн қошумчә 500 милйон йавро йадәм беришкә келишти.

1831790
йавропа иттипақи украинаға 500 милйон йавролуқ һәрбий  йадәм беридиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи кеңишиниң байанатида, йардәмниң украина армийәсиниң дөләтниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкини қоғдаштики имканийәтлири вә қаршилиқ күчини ашуруш үчүн шундақла русийә һуҗумлиридин пуқраларни мудапиә қилиш иқтидарини тәрәққи қилдүрүш үчүн ишлитилидиғанлиқи билдүрүлди.

бу қетимқи йардәмни қошқанда йавропа иттипақиниң украинаға қилған һәрбий йардими 2 милйард йавроға йәтти.

йавропа иттипақиниң ташқи мунасивәт вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җосеп боррел, «бу йардәм украинаниң өзини қоғдишиға қарита йавропаниң көрсәткән тиришчанлиқлириниң кичиккинә бир қисмидур. йавропа иттипақи вә униңға әза дөләтләр йардәм қилишни давамлаштурушта қәтий ирадигә игә. биз уруш башланғандин буйан йардәм қилип келиватимиз, уруш ахирлашқучә йардәмлиримизни давамлаштуримиз»  деди.

йавропа иттипақиниң һәрбий йардими қорал-йарағ вә әшйалардин башқа йәнә қоғдаш әслиһәлири, дәсләпки қутқузуш үскүнилири вә йеқилғу қатарлиқ буйумларниму өз ичигә алиду.

русийә әскәрлири 24-февралда украинаға һуҗум башлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر