урсула фондерлейен: украина урушта ғәлбә қилишқа мәҗбур

фондерлейен 24-февралдин тартип давамлишиватқан украина-русийә уруши тоғрисида тохтилип: «украина бу урушта ғәлбә қилишқа мәҗбур.русийә пирезиденти путинниң урушқақлиқи истратегийәлик мувәппәқийәтсизлик болуши керәк» деди.

1831783
урсула фондерлейен: украина урушта ғәлбә қилишқа мәҗбур

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи комитети башлиқи урсула фондерлейен давос йиғини дәп билинидиған дунйа иқтисад мунбири (WEF) ниң мәхсус йиғинида сөз қилғанда, украинадики вәзийәт тоғрисида тохталди.

у: «бу йалғуз украинаниң мәвҗут болуш мәсилисила әмәс, шундақла йавропа хәвпсизлики мәсилисиму әмәс. бу барлиқ хәлқаралиқ тәртипкә мунасивәтлик мәсилә вә хәлқаралиқ тәртипкә соал бәлгиси пәйда қилиду. шуңа, русийәниң урушқақлиқиға қарши туруш, барлиқ хәлқаралиқ җәмийәтләрниң вәзиписи» деди.

у йавропа иттипақи болуш сүпити билән, украинаниң ғәлбә қилиши вә қайтидин өз келәчикини бәлгилиши үчүн қолидин келишичә тиришидиғанлиқини тәкитләп: «украина бу урушта ғәлбә қилишқа мәҗбур. путинниң урушқақлиқи истратегийәлик мувәппәқийәтсизлик болуши керәк» деди.

у йавропа иттипақиниң тарихида тунҗи қетим һуҗумға учраватқан дөләткә һәрбий йардәм қиливатқанлиқини әскәртип: «барлиқ иқтисадимизни сәпәрвәр қиливатимиз. йавропа иттипақи тәрипидин үчинчи дөләт үчүн һазирғичә түзүлгән вә әң чоң макро-иқтисад йардәм пилани болған 10 милйард йавродин көп макро иқтисад йардимини тәклип қилдуқ. мумкин болса, русийәниң тоңлитип қойулған мал-мүлүклирини ишлитиштин тартип һәммә чарәләрни ишқа селишимиз керәк» деди.

у сөзини мундақ давамлаштурди:

«бүгүн русийәниң топчилар қисми украинадики ашлиқ искилатлирини қәстә бомбардиман қиливатиду. қара деңиздики һәрбий парахотлири буғдай вә аптаппәрәс уруқи бесилған украина парахотлирини муһасирәгә еливатиду. бу номус қиларлиқ һәрикәтләрниң нәтиҗилирини һәммә көрүватиду. дунйада буғдай баһаси тез өсүватиду. ашлиқ йетишмәйдиған дөләтләр вә аҗиз орундики җәмийәтләр буниң тәсиригә учраватиду. ливанда нан баһаси %70 өсти. одессадин експорт қилинған йемәк-ичмәкләр сомалиға йетип баралмиди. буниңға қошумчә, русийә ашлиқ експортини тохтитидиғанлиқи тоғрисида тәһдит селиватиду. дунйадики ашлиқ баһасини өстүрүш үчүн ашлиқларни қолида тутуп туруватиду йаки сийасий җәһәттин қоллаш бәдилигә буғдай содиси қиливатиду.»          



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر