ирақта террорлуқ тәшкилати даешниң минамийот һуҗумида 1 киши қаза қилди

ирақта террорлуқ тәшкилати даешниң һуҗуми нәтиҗисидә 1 киши қаза қилип, 5 киши йариланди.

1831397
ирақта террорлуқ тәшкилати даешниң минамийот һуҗумида 1 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ һөкүмитигә тәвә бихәтәрлик ахбарат тори тәрипидин елан қилинған йазма байанатқа асасланғанда, терорлуқ тәшкилати даеш әзалири дийаланиң ислах йезисиға минамйот билән һуҗум қилған.

минамйот оқи 2 өйгә чүшүп, бир аилидин 1 киши қаза қилған вә 5 киши йариланған.

байанатта, йезиларда даеш террорчилирини тутуш һәрикитиниң башланғанлиқи вә районда даеш һуҗумлириниң көпийишидин әндишә қилиниватқанлиқи билдүрүлгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر