иранда полковник һәсән сәййад худайи үчүн дәпнә мурасими өткүзүлди

иранниң пайтәхти теһранда йүз бәргән қораллиқ һуҗумда һайатидин айрилған иран инқилабни муһапизәт қилиш армийәси әзаси полковник һәсән сәййад худайи үчүн дәпнә мурасими өткүзүлди.

1831451
иранда полковник һәсән сәййад худайи үчүн дәпнә мурасими өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: теһран имам һүсәйин мәйданида өткүзүлгән мурасимға миңлиған киши қатнашти. мурасимға инқилабни муһапизәт қилиш армийиәсиниң йуқири дәриҗилик қоманданлириму қатнашти.

дәпнә мурасимида «америкиға өлүм», «исраилийәгә өлүм», «интиқам, интиқам» дегәп шоарлар товланди вә матәм мәрсийәлири оқулди.

худайиниң дәпнә мурасимиға қатнашқан иран инқилабни муһапизәт қилиш армийиәси баш қомандани һүсәйин сәлами шоарларға җаваб берип, «интақимиң чоқум елиниду» деди.

мурасимдин кейин, ходайиниң җәсити бәһшәти-зәһра қәбристанлиқиға елип берилип дәпнә қилинди.

иран инқилабни муһапизәт қилиш армийәсиниң «қуддус әтрити» гә қарашлиқ полковник сәййад худайи йәкшәнбә күни пайтәхт теһрандики өйигә йеқин җайда һуҗумға учриған иди.

иран инқилабни муһапизәт қилиш армийәси мотсиклит минивалған икки һуҗумчиниң худайиниң бешиға оқ атқанлиқини вә худайиниң нәх мәйданда қаза қилғанлиқини шундақла һуҗумчиларни тутуш хизмәтлириниң башланғанлиқини елан қилған иди.

иранлиқ полковник худайиниң сүрийәдиму иран инқилабни муһапизәт қилиш армийәси тармиқида вәзипә өтигәнлики билдүрүлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر