мексикада қораллиқ һуҗум йүз берип нурғун адәм өлди

мексиканиң пайтәхти мексика шәһириниң шималидики бир меһманханида йүз бәргән қораллиқ һуҗумда 11 адәм қаза қилди, 4 адәм йариланди.

1831675
мексикада қораллиқ һуҗум йүз берип нурғун адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: мексика таратқулириниң хәвәр қилишичә, қораллиқ зораванлар пайтәхт мексика шәһириниң шималидики бир меһманханиға бесип кирип, әтрапқа қалаймиқан оқ чиқиришқа башлиған. һуҗумда 11 киши һайатидин айрилған, 4 киши йариланған.

алақидар тармақларниң билдүрүшичә, қораллиқ зораванлар кейинчә меһманханиға от қойувәткән, һәмдә меһманханиға туташ икки қавақханини көйдүрүвәткән.

вәқәдин кейин от өчүрүш әтрәтлири нәқ мәйданға йетип берип, от өчүргән, сәһийә әтрәтлири болса йаридарларни дохтурханиға орунлаштурған.

буниңдин башқа йәнә, районға көп санда дөләт хәвпсизлик хадимлири әвәтилгән.

игилинишичә, һуҗум, тәшкиллик җинайәт тәшкилатлириниң өзара һесаблишиши сәвәбидин келип чиққан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر