байдин куад (Quad) иттипақиниң «өткүнчи мода» әмәсликини тәкитлиди

америка қошма иштатлириниң пирезиденти җо байдин, төт тәрәп бихәтәрлик дийалоги — куад (Quad) иттипақиниң «өткүнчи мода» әмәсликини тәкитлиди.

1831403
байдин куад (Quad) иттипақиниң «өткүнчи мода» әмәсликини тәкитлиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлириниң пирезиденти җо байдин, төт тәрәп бихәтәрлик дийалоги — куад (Quad) иттипақиниң «өткүнчи мода» әмәсликини, униң йилларниң өтүшигә әгишип тәрәққий қилишини үмид қилидиғанлиқини ейтти.

йапонийә баш вәзири кишида фумиониң саһибханлиқида чақирилған төт тәрәп бихәтәрлик дийалоги — «куад» башлиқлар йиғини пайтәхт токйода давам қилмақта.

америка пирезиденти байдин, австралийәниң йеңи баш министири антоний албанес вә һиндистан баш министири нарендра модиму қатнашқан йиғинниң таратқуларға очуқ бөлүмидики сөзидә, «төт тәрәп һәмкарлиқиниң муһимлиқи»ни тәкитләп: бу иттпақниң «өткүнчи мода әмәсликини, йилларниң өтүшигә әгишип тәрәққий қилишни үмид қилидиғанлиқини ейтти.

байдин өзлириниң һинди-тинч окйандики достанә демократик дөләтләр билән бирликтә ортақ қиммәт қарашларни муһапизәт қилидиғанлиқлирини тәкитлиди.

һиндистан баш министири модиму « куадниң ишәнч вә қәтийликиниң райондики демократик дөләтләргә күч беғишлиғанлиқи»ни  вә ортақ нишанниң «әркин вә очуқ һинди-тинч окйан»ни сақлап қелиш икәнликини оттуриға қойди.

антоний албанесму йеңи австралийә һөкүмитиниң «техиму күчлүк вә техиму тайинишчан һинди-тинч окйан йаритиш үчүн куадни қоллайдиғанлиқи»ни билдүрүп, «бизниң һәмкарлиқимиз демократийәни, қанун билән идарә қилишни асас қилиду» деди.

саһибхан баш вәзир кишида, һинди – тинч окйан райониниң русийә-украина киризисиға охшаш «таҗавузчилиқ һәрикәтлиридин сақлиниши керәк»ликини қәйт қилди.

куадниң «әркин вә очуқ һинди-тинч окйан» нишанида чиң турушиниң муһимлиқини тәкитлигән кишида, бу тәшкилатни җиддий районлуқ мәсилиләрдә шәрқий җәнубий асийа әллири иттипақи дөләтлири биләнму һәмкарлишишқа чақирди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر