пәләстинлик оқуғучи америка ташқи ишлар министири билән қол елишип көрүшүшни рәт қилди

америка җорҗи тавн унверсититида өткүзүлгән оқуш пүттүрүш мурасимида, пәләстин байриқи билән сәһнигә чиққан пәләстинлик оқуғучи америка ташқи ишлар министири антони блинкен билән қол елишип көрүшүшни рәт қилди.

1830654
пәләстинлик оқуғучи америка ташқи ишлар министири билән қол елишип көрүшүшни рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: американиң  пайтәхти вашингтонға җайлашқан җорҗи тавн унверсититида оқуш пүттүрүш мурасими өткүзүлди.

қолида пәләстин байриқини ләпилдитип, дипломасини елиш үчүн сәһнигә чиқққан пәләстинлик оқуғучи сәһнидә оқуғучиларни тәбрикләватқан антони блинкен билән қол елишип көрүшүшни рәт қилди.

сәһнидики башқа кишиләр билән қол елишип көрүшкән, әмма блинкен билән көрүшмигән бу пәләстинлик оқуғучиниң шу чағдики нутқида, америка һөкүмитиниң сийаситини тәнқид қилғанлиқи хәвәр қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر