нато: финландийә билән шиветсийәгә берилидиған капаләт 5-маддиға охшимайду

нато һәрбий комитетиниң башлиқи роб бава (Rob Bauer) натоға әза болуш илтимасини сунған финландийә билән шиветсийәгә, әза болғичә берилидиған бихәтәрлик капаләтлириниң, нато шәртнамисиниң 5-маддиси бойичә болмайдиғанлиқини ейтти.

1829530
нато: финландийә билән шиветсийәгә берилидиған капаләт 5-маддиға охшимайду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәгә вакалитән йашар гүләр қатнашқан нато армийә иштаби башлиқлири йиғини, белгийә пайтәхти бирйусселдики нато мәркизидә ечилди.

нато һәрбий комитетиниң башлиқи роб бава вә нато иттипақдаш қисимлириниң алий қомандани тод волтерз (Tod Wolters) мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.

роб бава натоға әзалиқ илтимаси сунған шиветсийә билән финландийәгә бихәтәрлик капалити берилип-берилмәйдиғанлиқи тоғрисидики соалға, әзалиққа вақит кетидиғанлиқини, икки дөләтниң натоға әза болуши үчүн 30 иттипақдаш дөләтниң аваз бирлики билән тәстиқлиши керәкликини хатириләтти.

у: «бу җәрйанда икки дөләтниң бихәтәрлик капаләтлириниң болуши наһайити муһим. бу капаләтләр 5-маддиға охшимайду. чүнки һәр икки дөләт техи натоға әза болмиди. һәммимиз билгәндәк, финландийә билән шиветсийәгә бихәтәрлик капаләтлири бериш үчүн пикир бирлики һасил қилған дөләтләр бар» деди.

у йиғинда 24-февралдин (2022) буйан русийәниң таҗавузиға учраватқан украинаниң нөвәттики вәзийитиниңму музакирә қилинғанлиқини билдүрүп, украина армийә иштаби башлиқи волерий залужнийниң иттипақдаш дөләтләрниң қоманданлириға әң йеңи мәлуматларни бәргәнликини қәйт қилди.

у мундақ деди:

«украина хәлқиниң пүтүнләй әркинликкә еришиш үчүн адаққичә урушуш ирадисини тәқдирләймиз. украина русийәниң ишғалийитини һәргиз қобул қилмайду. натому украинаниң тәләплири бойичә йардәм қилишни давамлаштуриду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر