ирандики гөрүгә еливелиш вәқәсидә 4 адәм өлди

иранниң ийлам шәһиридә мустазафлар фондиниң сабиқ хизмәтчиси кәлтүрүп чиқарған гөрүгә еливелиш вәқәсидә 4 адәм қаза қилди, 5 адәм йариланди.

1828718
ирандики гөрүгә еливелиш вәқәсидә 4 адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: ийлам шәһәрлик сақчи идарисиниң муавин башлиқи ферзад йасеми, тасним хәвәр агентлиқиға бу һәқтә бәргән байанатида, мундақ деди: «мустазафлар фонди җәмийитидә, илгири ашу фонди җәмийәттә ишлигән вә иштин бошитилған бир киши, әтигән тәрәпләрдә фонд җәмийәтниң хизмәтчилирини гөрүгә еливалди. зораван оқ чиқирип, 3 адәмни өлтүрди, 5 адәмни йариландурди, андин у өзини өлтүрүвалди, бәзи йаридарларниң әһвали еғир.»

игилинишичә, иранниң диний даһийси әли һаменийға қарашлиқ мустазафлар фонди җәмийити, өй-мүлүк, банкичилиқ вә суғурта қатарлиқ сода вә иқтисадий паалийәтлири билән алдинқи пиланға чиқмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر