фирансийә вә испанийәниң дипломатлири русийәдә қарши елинмайдиған кишиләр елан қилинди

русийә ташқи ишлар министирлиқи испанийәниң русийәдики 27 дипломати вә фирансийәниң 34 дипломатиниң «қарши елинмайдиған кишиләр» елан қилинғанлиқини билдүрди.

1829074
фирансийә вә испанийәниң дипломатлири русийәдә қарши елинмайдиған кишиләр елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи испанийәниң 27 дипломатиниң «қарши елинмайдиған кишиләр» елан қилинғанлиқи тоғрисида йазма байанат елан қилди.

байанатта, испанийәниң москвадики баш әлчиси маркос гомез мартинезниң министирлиққа чақирилип, мадрид һөкүмитиниң 27 русийә дипломатини қарши елинмайдиған кишиләр елан қилғанлиқиға наразилиқ билдүрүлгәнлики қәйт қилинди.

достанә болмиған бу қәдәмниң русийә билән испанийә оттурисидики мунасивәтләргә зийан салғанлиқи әскәртилгән байанатта: «буниңға җавабән, испанийәниң москвадики әлчиханиси вә саинт петерсбургдики консулханисида хизмәт қилидиған 27 дипломат қарши елинмайдиған кишиләр елан қилинди. бу кишиләр тоғрисидики қарар әлчиханиларға уқтурулғандин тартип йәттә күн ичидә чеградин чиқип кетиши керәк» дейилди.

испанийә ташқи ишлар министири җосе мануел албарес ахбарат елан қилиш йиғинида: «бу биз күтүватқан қарар иди. русийә дипломатлирини чеградин қоғлап чиқириш қарари чиқарған вақтимизда, бундақ ишларниң болидиғанлиқини ейтқан идим» деди.

русийә фирансийәниң 34 дипломатиниму «қарши елинмайдиған кишиләр» елан қилди.

русийә ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида, фирансийәниң москвадики баш әлчиси пийез ливиниң министирлиққа чақирилип, русийәниң фирансийәдики 41 дипломатиниң тоғра болмиған қарар билән «қарши елинмайдиған кишиләр» елан қилинғанлиқиға қаттиқ наразилиқ билдүрүлгәнлики қәйт қилинди.

байанатта: «бу қарарға җавабән, русийәдики фирансийә әлчиханилирида хизмәт қиливатқан 34 дипломат <қарши елинмайдиған кишиләр> елан қилинди. бу кишиләр тоғрисидики қарар әлчиханилириға уқтурулғандин тартип икки һәптә ичидә русийә чеграсидин чиқип кетиши керәк» дейилди.      



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر