финландийә билән шиветсийә илтимаслирини столтенбергқа тапшурди

финландийә билән шиветсийә натоға әза болуш үчүн рәсмий илтимаслирини нато баш катипи столтенбергқа тапшурди.

1828647
финландийә билән шиветсийә илтимаслирини столтенбергқа тапшурди

түркийә авази радийоси хәвири: нато баш катипи столтенберг билгийә пайтәхти бирйусселда шиветсийә билән финландийә әлчиханилиридин натоға әза болуш илтимаслирини тапшурувалди.

столтенберг мухбирларни күтүвелиш йиғинида, һәр бир дөләтниң өз йолини таллаш һоқуқиниң барлиқини әскәртип, икки дөләтниң тәләплирини мәмнунлуқ билән қарши алидиғанлиқлирини қәйт қилди.

у шиветсийә билән финландийәниң натоға әза болушиниң, тәшкилатниң бихәтәрликини күчәйтидиғанлиқини билдүрүп: «бүгүн сунған илтимасиңлар тарихий қәдәм һесаблиниду. һазир иттипақдашлар буниңға қарап чиқиду. барлиқ иттипақдашларниң бихәтәрлик әндишәси нәзәргә елиниши керәк. һәммә мәсилиләрни тәпсилий музакирә қилип, тез сүрәттә хуласә чиқириш үчүн қәтий ирадигә игимиз» деди.

у барлиқ иттипақдашларниң натониң кеңийишигә еһтийаҗлиқ икәнлики тоғрисида пикир бирликигә игә икәнликини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر