теһранда мәктәпләр дәм елишқа қойуп берилди

иран пайтәхти теһранда һава булғинишиниң еғир болуши сәвәбидин барлиқ мәктәп вә дөләт идарә-органлири дәм елишқа қойуп берилди.

1828128
теһранда мәктәпләр дәм елишқа қойуп берилди

түркийә авази радийоси хәвири: иран таратқулириниң хәвиригә қариғанда, теһранниң муавин шәһәр башлиқи абид мәләки шәһәрдики һава булғиниш дәриҗиси вә қолланған тәдбирләр һәққидә байанат берип: «атмосфера булғиниш җиддий комитети интайин начар шараитлар сәвәбидин йиғин чақирди. сәйшәнбә күни (2022-йили 17-май) һава булғиниши күчийиду. бу сәвәбтин, теһрандики барлиқ органлар, университетларни өз ичигә алған барлиқ йаш гуруппилири үчүн мәктәпләрни тақаш қарар қилинди» деди.

теһран валийси киризис башқуруш баш мудири йәзди меһр: «метеорологийә оргининиң мәлуматиға қариғанда, теһранда қизғуч сериқ (сәзгүр) әһвал оттуриға чиққан. биз теһран хәлқини, болупму саламәтлики аҗиз кишиләрни бүгүн вә әтә (16-17-май) өйлиридин сиртқа чиқмаслиққа чақиримиз» деди.

шәһәрниң һаваниң тазилинишиға мас болмиған җуғрапийәлик орни вә нопус зичлиқи, шундақла конирап кәткән аптомобиллар билән даим ишлитилидиған мотосиклитлар чиқарған газ, теһрандики һава булғинишини күчәйткән амилларниң бири сүпитидә қарилиду.

дунйадики һава булғиниш рәт тәртипидә алдинқи үч шәһәрниң қатариға киридиған теһранда, мәктәпләр бу сәвәбтин даим дәм елишқа қойуп берилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر