һизбуллаһ вә хиристийан иттипақдашлири парламенттики көп санлиқ нисбитини қолдин бәрди

ливандики сайламларда, һизбуллаһ вә хиристийан иттипақдашлири парламенттики көп санлиқ нисбитини йоқатти.

1828221
һизбуллаһ вә хиристийан иттипақдашлири парламенттики көп санлиқ нисбитини қолдин бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: ливанда тизимға алдурған сайлиғучиларниң сани 3 милйон 917 миң болуп, йәкшәнбә күни өткүзүлгән чоң сайламға қатнишиш нисбити%41  болған иди.

игилинишчә, сайламларда һизбуллаһ вә хиристийан иттипақдашлири парламенттики көп санлиқ нисбитини қолдин берип қойған.

ливанда 1989-йили имзаланған таиф келишимигә асасән, парламенттики вәкилләр саниниң нисбити төвәндикичә:

«27 нәпәр сүнний, 27 нәпәр шиә, 8 нәпәр дурзи, 34 нәпәр марони хиристийан, 14 нәпәр гиретсийә ортодокси, 8 нәпәр гиретсийә католики, 1 нәпәр авнҗелик, 1 нәпәр әрменийә католики, 5 нәпәр әрменийә ортодокси, 2 нәпәр әләви, 1 нәпәр хиристийан аз санлиқлири»

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر