байдин кубаға қаритилған бәзи чәклимиләрни бикар қилди

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин сабиқ пирезидент доналд трамп кобаға қойған бәзи чәклимиләрни бикар қилди.

1828384
байдин кубаға қаритилған бәзи чәклимиләрни бикар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинниң, сабиқ пирезидент доналд трамп дәвридә кубаға чәклимә қойуш тоғрулуқ чиқирилған бәзи қарарларниң бикар қилинғанлиқи, байдинниң бу қарари арқилиқ, кубаниң пайтәхти һавана сиртидики шәһәрләргә айропилан сәпәрлири вә аилиләрниң бирлишиши пирограммилириниң қайтидин ишқа кириштүрүлидиғанлиқи әскәртилиш билән бир вақитта,  кубаға оқуш йаки сода мәқситидә зийарәт қилишқиму иҗазәт берилидиғанлиқи, бу дөләткә һәр 3 айда әң көп болғанда 1000 доллар пул әвәтиш чәклимисиниң бикар қилинғанлиқи тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر