шиветсийә натоға әза болушни қарар қилди

шиветсийәдә һакимийәт бешидики сотсийал демократ партийәси нато (шималий атлантик әһди тәшкилати) ға әза болушни қарар қилди

1827318
шиветсийә натоға әза болушни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: шиветсийәниң һакимийәт бешидики сотсийал демократ партийәси натоға әза болушни қарар қилғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, партийә кеңишиниң йиғинидин натоға әза болуш қарариниң чиққанлиқи билдүрүлди.

байанатта мундақ дейилди:

«15-майдики (2022) партийә йиғинидин чиққан қарар бойичә, натоға әза болуш үчүн илтимас сунушни қоллаймиз.»

шиветсийә баш министири магдалена андершон (Magdalena Andersson) натоға әза болушниң дөләт хәвпсизлики үчүн әң йахши қарар икәнликини тәкитлиди.

шиветсийә ташқи ишлар министири ан линдә (Ann Linde) твиттерда учур һәмбәһирләп, партийәсиниң чиқарған қарариниң «тарихий қарар» икәнликини илгири сүрди.

у: «бүгүн (2022-йили 15-май) шиветсийә сотсийал демократ партийәси нато мудапиә иттипақиға әза болушни қоллап, тарихий қарар чиқарди. русийәниң 24-февралда (2022) башлиған украинани ишғал қилиш уруши, бир пүтүни билән шиветсийә вә йавропаниң бихәтәрлик вәзийитини йаманлаштурди» деди.

натоға әза болуш қарари шиветсийә парламентида музакирәгә қойулғандин кейин, шиветсийә билән финландийәниң бирликтә әң кейин дегәндә чаршәнбәгичә (2022-йили 18-май) натоға илтимас сунидиғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر